• Әхбаратлар еқими
  • 02 Мамыр, 2024

Уста – устаз

Оқутуш-тәрбийә җәриянида «Биз һәрхил, бирақ һәммимиз тәң», «Қазақстан хәлқи бирпүтүн» дегән принциплар өз әксини тепиши лазим. Дөләт сәяситиниң мустәһкәм һули вә умуммиллий бирпүтүнлүкни күчәйтидиған асасий амил – бирлик. 

Қазақстан Җумһурийитиниң Президенти Қасым-Жомарт Тоқаевниң  ҚХАниң ХХХІІІ сессиясидә 
сөзлигән нутқидин

Адәттә, гезитимизда устазлар тоғрилиқ мақалилар үзмәй йезилип туриду. Бирақ оқуғучиларниң сөйүмлүк пәнлири болған әмгәк, сүрәт, музыкидин дәрис беридиған муәллимләрниң әмгиги көп әһвалда нәзәримиздин сирт қалидиғини раст. Немишкиду, бизгә бу пәнләр аддий вә оңайдәк көрүниду. Амма, ойлап қарисақ, һәқиқий талантлиқ инсанлар мана шу дәрисләр арқилиқ тәрбийилинип чиқидекән. Йәни нахшичиға нотини, рәссамға қериндаш тутушни, һә уста-чевәрләргә миқ қеқишни үгитидиған дәсләпки инсан, йәнила – муәллим. Демәк, улар балиларға пәқәт йезиш, оқуш вә санашни үгитидиған мутәхәссисләр әмәс, шуниң билән биллә һүнәр вә әмгәккә тәрбийиләйдиған кәсип егилиридур. 

Сабирәм ӘНВӘРОВА, 
«Uiğur avazi»

Узун сөзниң қисқиси, бүгүн биз сөз қилмақчи болған инсан мана шундақ он бармиғидин һүнәр тамған маһир муәллимләрниң биридур. Уйғур наһийәсиниң Чонҗа йезисида истиқамәт қилидиған Садир Шәмиев 5-оттура мәктәптә технология пәнидин дәрис бериду. Қоли тәккән буюмни гүлгә айландуридиған уста устазниң әмгиги жутдашлири тәрипидин көп тилға елинғачқа, униң билән йеқиндин тонушуш үчүн өйигә издәп бардуқ. 
Һойлиға кирип келишимизгә, аңлиғанлиримизниң һәқиқәт екәнлигигә көз йәткүздуқ. Һойлидики бараңлиққа тизилған қолһүнәр буюмлириға қарап зоқимиз кәлди. Һәқиқий әмгәк дәп шуни ейт, дәп қалдуқ. Яғачтин, устихандин ясалған һәрхил буюмларни көрүп, өзимизни худди көргәзмигә кәлгәндәк һис қилдуқ. Буниң һәммисини Садир Шәмиев өз қоли билән ясап чиқипту. Әндила 7 яшқа киргән нәвриси Раид болса, һазирдин униң қол-қанити, ярдәмчиси екән (сүрәттә). 
– Бовиси билән нәврисиниң бош вақти мошу бараңлиқта өтиду, – дәп күлди Садир акиниң рәпиқиси Реһимәм һәдә Амутова. Кейин һәммимиз шу бараңлиқта олтирип, қизғин сөһбәткә чүштуқ.
Оттуз бәш жиллиқ иш-паалийити давамида вилайәт, наһийә, мәктәп даирисидә өтүзүлидиған һәрхил чарә-тәдбирләргә ат селишип, көргәзмиләрни тәйярлашта жуқури җавапкәрчилик тонутуп келиватқан устазниң ишлири һәмминиң диқитини җәлип қилмақта. Технология китавиниң муәллипи, һели мәрһум М.Қутпанбаев өз вақтида Садир Шәмиевниң йезип чиққан программисини дәрисликкә киргүзүш һәққидә тәклип бәргән. Мустәқилликниң 20 жиллиғиға беғишланған көргәзмидә униң сүйәктин ясалған буюмлири Алмута вилайәтлик «Өрлеу» біліктілікті арттыру ұлттық орталығы» тәрипидин нәшир қилинған китапқа киргүзүлди. Оқуғучилириниң ишлири болса «Еңбекке үйрету» җумһурийәтлик илмий-методикилиқ журналида давамлиқ йоруқ көрүп туриду. 
– Кеңәш дәвридә сирттин адәм яллап өй селиш камдин-кам учратти. У һәрбир әр кишиниң бойнидики җавапкәрлик еди. Шу чағларда һәрхил материалларни қайта ишләш билән қолһүнәргә болған қизиқиш пәйда болған. Дана хәлқимиздә «Жигиткә йәтмиш һүнәрму аз» дегән яхши сөз бар. Һазирқи вақиттиму һәрбир аилә қурған яшниң баш-паналиқ болуши, аилисини асриши үчүн қолидин иш келидиған болуши керәк, дәп ойлаймән, – дәйду Садир ака. 
Баятин сөһбитимизгә чәттин қошулуп, чечәнлик билән йолдишиниң сөзини толуқтуруп олтарған рәпиқиси Реһимәм һәдиму билим беғиниң бағвини. У узун жиллардин бери Илия Бәхтия намидики 3-оттура мәктәптә ана тилимизда билим еливатқан қаракөзлиримизгә уйғур тили вә әдәбияти пәнидин дәрис бериду. Үч нәврә қучқан бәхитлик бова тунҗа нәвриси Раидниң қолһүнәргә дегән алаһидә қизиқишини байқап, толиму хуш болди. Мәктәптә оқуғучиларға, өйидә нәврисигә устазлиқ қиливатқан у «һүнәрдин ашқан байлиқ йоқ» дәп билиду. 

Алмута вилайити, 
Уйғур наһийәси

169 рет

көрсетілді

0

пікір

Біздің Telegram каналына жазылыңыз

алдымен сізді қызықтыратын барлық жаңалықтарды біліңіз

Уйғур авази

21 Сәуір, 2021

Жүктеу (PDF)

Редактор блогы

Ершат Моллахун оғли ӘСМӘТОВ

Редактор блогы