- Шеирлар
- 03 Қыркүйек, 2020
Қириқ икки миң бәш йүз
(«Аршин-Мал-алан»
комедиясигә тәхлит)
— Қоюң барму?
— Бар, бар.
— Сетип бәрсәң алимән,
— Алсаң мәнму сатимән.
Баһасичу, баһаси?
— Қой — 42 500,
— Қозисичу, қозиси?
— Шу баһаниң йерими.
— Нәгә барсаң шу баһа,
— Қиммитигә ким ала.
— Ичи ағрип һөкүмәт
Шу ахчини бәргәнди.
“Озуқ ал” дәп бир айға,
Аялимму дегәнди.
Еливәтсәм қой-қоза,
Қандақ қилай чай-тузни.
Ундин көрә гөш йемәй,
Күтүп көрәй кәч күзни.
— Ахчаң барму?
— Йоқ, йоқ.
— Ундақ болса сатмаймән.
— Болди, мәнму алмаймән.
Бар ахчамни күзгичә,
Мән авайлап йәткүзәй.
Йолин тепип һәммини,
Гөш йейиштин кәчкүзәй.
Һасил АБДРИМОВ.
249 рет
көрсетілді0
пікір